русийәдә партлаш йүз бәрди

русийәниң шималиға җайлашқан архангелсики шәһиридики дөләт бихәтәрлик идарси бинасиға йеқин җайда партлаш йүз берип, бир адәм җенидин айрилди.

1078698
русийәдә партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә тасс хәвәр агентлиқиниң җамаәт хәвпсизлик тармақлирини мәнбә қилған һалда бәргән хәвиригә қариғанда, бүгүн әтигәндә дөләт бихәтәрлик идарси бинасиға йеқин җайда һазирғичә ениқлиналмиған бир сәвәбтин партлаш йүз бәргән.

партлашта йариланған бир киши җиддий қутқузуш әснасида җенидин айрилған. билдүрүлүшичә, мәзкур кишиниң дөләт бихәтәрлик идарси хизмәтчиси әмәс икән.

партлашниң сәвәби тоғрисида һазирғичә һечқандақ изаһат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر