рийадниң һимайисидики бир гезитниң йазғучиси қашиқҗи вәқәси түпәйли вәзиписидин истепа бәрди

әнглийәниң пайтәхти лондонда нәшр қилинидиған сәуди әрәбистанниң һимайисидики «әшшәрқ әләвсәт (оттура шәрқ) гезити» ниң пәләстинлик йазғучиси раби мәдһун вәзиписидин истепа бәрди.

1073756
рийадниң һимайисидики бир гезитниң йазғучиси қашиқҗи вәқәси түпәйли вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийәниң пайтәхти лондонда нәшр қилинидиған сәуди әрәбистанниң һимайисидики «әшшәрқ әләвсәт (оттура шәрқ) гезити» ниң пәләстинлик йазғучиси раби мәдһун, сәуди әрәбистанлиқ журналист җәмал қашиқҗи (хашиқҗи) ниң өлтүрүлүшигә наразилиқ билдүрүп вәзиписидин истепа бәрди.

раби мәдһун иҗтимаий таратқу тори фәйсбуктики адреси арқилиқ «қашиқҗи мени дәм елишқа чиқарди» дегән мавзу астида бир парчә байанат елан қилип, «көпинчисини пәләстин мәсилиси мәсули сүпитидә өткүзгән 18 йиллиқ хизмәт һайатимдин кейин бүгүн лондондики оттура шәрқ гезитидики вәзипәмдин истепа бәрдим» дегәнләрни қәйт қилди.

кәсип һайатиға достлири вә хизмәтдашлири билән бирликтә буниңдин 8 ай кейин өткүзүшни пиланлиған бир тәбрикләш паалийити арқилиқ хатимә беришни хийал қилип кәлгәнликини әскәрткән мәдһун, 2 – өктәбирдә мәйданға кәлгән вәқәниң һәммә ишни астин – үстүн қиливәткәнликини билдүрди.

байанатида, «җимҗит вә хатирҗәм һалда дәм елишқа чиқишни пиланлаватқан бир пәйттә һәммә иш астин – үстүн болуп кәтти. җәмал қашиқҗиниң өлтүрүлүши вәһимилик, қорқунч, азаблиғучи, рәзил шундақла мисли көрүлмигән бир иш иди» дегән ибариләргә орун бәргән мәдһун, қашиқҗиниң өлтүрүлүшини пиланлиған йаки буниңға қатнашқанларниң садир қилған җинайәткә параллел шәкилдә җазалинишқа лайиқ икәнликини тәкитлиди.

гезитхана мәдһунниң истепаси тоғрисида һазирчә һечқандақ байанат бәрмиди.

мәдһун шундақла бир роман йазғучиси болуп, униң пәләстин мәсилиси тоғрисидики бир парчә романи 2016 – йили 9 – нөвәтлик хәлқара әрәб романи мукапатиға еришкәниди.

рийад даирилири, 2 – өктәбирдә сәуди әрәбистанниң истанбулдики консулханисиға кирип кәткәндин кейин издерәксиз йоқап кәткән қашиқҗиниң «консулханидики җедәл нәтиҗисидә өлүп кәткәнлики» ни елан қилғаниди.

сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи – спаниң хәвиридә, сәуди әрәбистан баш тәптиш мәһкимисиниң тәкшүрүши нәтиҗисидә, җәмал қашиқҗи истанбул консулханисиға кирип, у йәрдики башқа сәуди әрәбистанлиқлар билән дәталаш қилишқа башлиғанлиқи, талаш – тартишниң җедәлгә айланғанлиқи, нәтиҗидә қашиқҗиниң һайатидин айрилғанлиқи» ниң оттуриға чиққанлиқини илгири сүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر