раққәдә наһайити чоң коллектип мазарлар тепилди

сүрийәниң раққә шәһиридә даеш тәрипидин өлтүрүлгән кишиләр көмүлгән коллектип мазарлар тепилди.

1065842
раққәдә наһайити чоң коллектип мазарлар тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: раққә пуқралар мәҗлисиниң тәң һоқуқлуқ башлиқи абдуссалам һәвсорик, раққәдә 450 нәпири кичик бала болуп җәмий 2600 адәм көмүлгән 3 айрим коллектип мазар тепилғанлиқини әскәртти вә районниң хели көп йеридә көп санда коллектип мазар барлиқини ейтти.

игилинишичә, коллектип мазарлардин чиқирилғанларниң көпинчиси пуқралар болуп, һазирғичә җәмий 8 җайдики коллектип мазар ечилған.  

даешниң, коллектип мазарлардики җәсәтләрниң чиқирилмаслиқи үчүн, мазарларниң әтрапини миналаштурғанлиқи оттуриға чиқти. алақидар хадимлар миналарни тазиланғандин кейин, коллектип мазарлар бир – бирләп оттуриға чиқмақта.

өткән ай раққәгә қарашлиқ әйн иса базирида 2014 – йили даеш тәрипидин қәтл қилинған сүрийә әскәрлири көмүлгән бир коллектип мазар тепилған вә у йәрдин чиқирилған җәсәтләр, демократик сүрийә күчлири тәрипидин сүрийә армийәсигә тапшуруп берилгәниди.

раққәниң ғәрбий җәнуби, сүрийә һөкүмитигә қарашлиқ күчләрниң, қалған қисми демократик сүрийә күчлириниң  контроллуқида турмақта.

демократик сүрийә күчлири өткән йили өктәбир ейида раққәни даешниң қолидин алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر