малайшийада 6 ғәввас җенидин айрилди

малайшийада йоқап кәткән бир йашни тепиш үчүн кона бир кан қалдуқида издәш хизмити елип барған 6 нәпәр қутқузуш әтрити ғәвваси җенидин айрилди.

1062163
малайшийада 6 ғәввас җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: малайшийа хәвәр агентлиқи бернаманиң хәвәр қилишичә, дөләтниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан селангор өлкисидики бир ташландуқ кандики су йиғилип қалған йәрдә белиқ тутуш җәрйанида йоқап кәткән йашни тепиш үчүн суға киргән қутқузуш әтритиниң 6 нәпәр ғәвваси җенидин айрилди.

қутқузуш әтрити баш мудири муһәммәд һамдан ваһид, ғәввасларниң барлиқ бихәтәрлик әслиһәлириниң толуқ икәнликини, уларниң кечә пәйтидә елип берилған издәш – қутқузуш паалийәтлири әснасида көлчәктә пәйда болған қайнамға кирип қелип һайатлиридин айрилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر