германийә: американиң қарарлирини твиттердин биливатимиз

германийә ташқи ишлар министири һайко маас йавропа билән америка оттурисидики көп тәрәплик мунасивәтләрдә өзара учришишларға сәлбий тәсир көрсәткән қурулмилиқ өзгиришләрниң барлиқини ейтти.

1056196
германийә: американиң қарарлирини твиттердин биливатимиз

түркийә авази радийоси хәвири: германийә ташқи ишлар министири һайко маас бурунқи вақитларда йавропа иттипақиниң америка билән болған мунасивәтлиридә келишим бойичә қарар елинғанлиқини, бирақ әмдиликтә болғанда американиң бәзи қарарларни твиттердин билгәнликлирини қәйт қилди.

германийә ташқи ишлар министири һайко маас «DPA» агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда, бурунқи вақитларда йавропа билән америка оттурисидики мунасивәтләрдә нурғунлиған мәсилиләр бойичә муһим учришишларни әмәлгә ашурғанлиқлирини, барлиқ саһәләр бойичә келишим һасил қилинғандин кейин қарарлани чиқарғанлиқлирини ейтти. у мундақ деди:

«һазир әмди американиң бәзи қарарлирини твиттердин биливатимиз, бәзидә америка хәлқиниңму ақсарайниң қарарлирини твиттердин хәвәр тепиватқанлиқини көрүватимиз. бу өзара һәмкарлиқларға тәсир қилиду» деди.

у сөзини давамлаштуруп, йәнә мундақ деди:

«нурғун киши һеч иш қилмай ливини ливигә чишләп өткүзүвәтсә, трампму кетиду, у кәткәндин кейин, һәммә иш бурунқиға охшаш оңшилип кетиду, дәп ойлайду. мениңчә бу хата пәрәз. дөләтләрдин һалқиған мунасивәтләрдә қурулмилиқ өзгиришләр бар. бу әһвалда германийә вә һәммидин бурун йавропада истратегийәлик җәһәттин тәййарлинип өзимизни маслаштурушимиз лазим» деди.

йавропа иттипақи билән америка оттурисидики мунасивәтләр иран билән болған йадро пирограммиси вә трампниң алйумин билән полат мәһсулатлириға ембарго қойуши нәтиҗисидә йаманлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر