һусийлар сәуди әрәбистанниң җәнубий зәһран вилайитигә ракетамийот қойуп бәрди

йәмән тәрәптин қойуп берилгән ракетамийот сәуди әрәбистанниң җәнубий зәһран вилайитидики бир җамәни өз ичигә алған бәзи биналарға зийан йәткүзди.

1052400
һусийлар сәуди әрәбистанниң җәнубий зәһран вилайитигә ракетамийот қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи – спаниң хәвәр қилишичә, қутқузуш әтритиниң, иран һимайисидики һусийларниң йәмән тәрәптин атқан бир ракетамийотиниң җәнубий зәһран вилайитигә қарашлиқ бир йезиға чүшкәнлики тоғрисида учур тапшуруп алған.

ракетамийот чүшкән җайдики бир җамә, бир өй вә бир қудуқниң зийанға учриғанлиқи қәйт қилинған хәвәрдә, вәқәдә адәм өлүш йаки йарилиниш әһвалиниң көрүлмигәнлики, қутқузуш әтритиниң керәклик тәдбирләрни йолға қойғанлиқи билдүрүлгән болсиму, вәқәниң башқа тәпсилатлириға орун берилмиди.

йәмәндики қанунлуқ һөкүмәткә қарши исйан көтүргән һусийлар, 2014 – йилиниң сентәбир ейидин буйан пайтәхт сәна (сана) қатарлиқ бәзи районларни контрол қилип кәлмәктә. сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчләр, 2015 – йили марттин буйан һусийларға қарши уруш қиливатқан қанунлуқ һөкүмәтни қоллап кәлмәктә.

һусийлар, пат - пат сәуди әрәбистанниң йәмән чеграсиға йеқин зәһран, нәҗран вә җазан шәһәрлиригә ракетамийот, скуд вә башқа баллистик башқурулидиған бомбиларни етип һуҗум қилишни давамлаштурмақта. мәзкур һуҗумлар асасән дегүдәк һава мудапиә системилири тәрипидин һавада турғузупла бир тәрәп қилинсиму, бәзидә адәм өлүш вә маддий зийанларни кәлтүрүп чиқармақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر