мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлириниң мал-мүлүклири мусадирә қилинди

мисирда пирезидент муһәммәд мурси, аилә-тавабиатлири вә мусулман қериндашлар тәшкилатиниң бәзи мәсуллири болуп җәмий 1589 кишиниң мал-мүлки мусадирә қилинди.

1047944
мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлириниң мал-мүлүклири мусадирә қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: мисирда һәрбий-сийасий өзгириш билән ағдуруп ташланған пирезидент муһәммәд мурси, аилә-тавабиатлири вә мусулман қериндашлар тәшкилатиниң бәзи мәсуллири болуп җәмий 1589 кишиниң мал-мүлки мусадирә қилинди.

мисирниң дөләт гезитлиридин әл-әһрамниң бу һәқтики хәвиридә, «террорчи гуруһларниң мал-мүлүклирини бир тәрәп қилиш комитети»ниң мусулман қериндашлар тәшкилатиға әза 1589 киши, 118 ширкәт, 1133 аммиви тәшкилат, 104 мәктәп, 69 дохтурхана, 33 интернет тор бети вә телевизийә қанили қатарлиқ орун вә шәхсләрниң мал-мүлүклирини мусадирә қилғанлиқи билдүрүлди.  

хәвәрдә мусадирә қилинған мал-мүлүкләрниң хәзинә ишлири идарисиға өткүзүп берилидиғанлиқи әскәртилди.

мал-мүлүклири мусадирә қилинғанлар ичидә мурси вә аилисидин сирт мусулман қериндашлар тәшкилати рәһбәрлик һәйити башлиқи муһәммәд бәдии, рәһбәрлик һәйитиниң муавин башлиқи һайрат шатир, дунйа мусулман алимлар иттипақи рәиси йусуф әл қарадави, мусулман қериндашлар тәшкилати мәсуллиридин муһәммәд әл билтаҗи вә саад әл қәтаниға охшаш шәхсләрму бар.

мусулман қериндашлар тәшкилати мәсуллири мал-мүлүклирини мусадирә қилған «мисир террорчи гуруһларниң мал-мүлүклриини бир тәрәп қилиш комитети»ниң қанунлуқ салаһйитини етирап қилмайдиғанлиқлирини билдүрүшкәндин сирт, өзлиригә қаритилған  барлиқ әйибләшлириму рәт қилишти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر