хитай билән русийә қәрәллик һалда ортақ һәрбий маневир өткүзүш үчүн келишти

русийә мудапиә министири сергей шойгу билән хитай мудапиә министири вей феңхе икки дөләтниң қәрәллик һалда ортақ һәрбий маневир өткүзүшни қарар қилди.

1048202
хитай билән русийә қәрәллик һалда ортақ һәрбий маневир өткүзүш үчүн келишти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә мудапиә министири сергей шойгу хитай билән русийәниң қәрәллик һалда ортақ һәрбий маневир өткүзүш үчүн келишкәнликлирини билдүрди.

тас хәвәр агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә, русийә мудапиә министири шойгуниң хитай мәнсәбдеши вей феңхе билән «восток-2018»  намлиқ һәрбий маневир өткүзүлгән тисуго һәрбий мәшқ мәйданида көрүшкәнлики қәйт қилинди.

министир шойгу « восток-2018»намлиқ һәрбий маневир даирисидә хитай билән русийәниң ортақ һәрбий маневир өткүзгәнликини әскәртип: биз буниңдин кейин қәрәллик һалда ортақ һәрбий маневир өткүзүшни қарар қилдуқ, деди.

феңхему икки дөләт арисидики һәрбий һәмкарлиқниң истиратегийәлик әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп өтти.

русийә федратсийәси тарихида әң көп һәрбий хадим қатнашқан « восток-2018 » намлиқ бу қетимқи һәрбий маневирға, 300миңға йеқин әскәр, миңдин артуқ айропилан, тикучар, учқучисиз айропилан, 35миңға йеқин танка, һәрбий аптомобил билән 80гә йеқин һәрбий парахот қатнаштурулди.

бу қетимқи һәрбий маневирға хитай вә моңғулийә әскәрлириму иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر