гутеррес түркийә, русийә вә иранни «тиришчанлиқлар» ни бикар қиливәтмәсликкә чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонио гутеррес, түркийә, русийә вә иранни идлибта урушниң алдини елиш вә пуқраларниң қоғдилиши үчүн сәрп қилинған һечбир хизмәтни бикар қиливәтмәсликкә чақирди.

1047937
гутеррес түркийә, русийә вә иранни «тиришчанлиқлар» ни бикар қиливәтмәсликкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи антонио гутеррес б д т мәркизий бинасида мухбирларға байанат берип, идлибтики наһайити көп нәрсиниң хәвп астида икәнликини әскәрткән һалда, қанға миләнгән сүрийәдә кәң даирилик бир урушниң йүз беришидин сақланмиған тәқдирдә, буниңдин илгири қәтий көрүлүп бақмиған инсаний паҗиәниң йүз беридиғанлиқини ейтип агаһландурди.

идлибта йашайдиған 3 милйон әтрапидики кишиниң йериминиң буниңдин бурун йурт – маканлиридин мәһрун қилинғанлиқини әслитип өткән гутеррес, «турмушлири астин – үстүн болуп кәтти, уларниң кетидиған һечқандақ йери йоқ» деди.

у, идлибниң сүрийәдики ахирқи тоқунуштин халийлаштурулған район икәнликини, у йәрниң қан көлчикигә айландурулмаслиқи лазимлиқини тәкитләп өтти.

гутеррес, идлибтики мәвҗут һаләтниң давамлишиш мумкинчилики йоқлуқини шундақла террорчиларниң мәвҗудийитигиму йол қойулмайдиғанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп, терроризмға қарши күрәш қилиш җәрйанида хәлқаралиқ мәсулийәтләрниң әстин чиқирилмаслиқи лазимлиқини әскәртти.

сүрийә киризисиға сийасий чарә тепилиши тоғрисидики сөзлирини пурсәт тапсила тәкрарлайдиғанлиқини билдүргән гутеррес, «йәткүдәк азаб тартқан бу кишиләрни қоғдаш ортақ мәҗбурийитимиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر