б д т тунҗи қетим «чириклик вә тоқунуш»темиси бойичә йиғин чақирди

б д т хәвпсизлик кеңиши тунҗи қетим «чириклик вә тоқунуш»темиси бойичә йиғин чақирди.

1047003
б д т тунҗи қетим «чириклик вә тоқунуш»темиси бойичә йиғин чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши хәлқара тинчлиқ вә хәвпсизлик йиғинида тунҗи қетим «чириклик вә тоқунуш»темиси үстидә музакирә өткүзди.

б д т баш катипи антонйо гутеррес дунйа миқийасида  чириклик қилмишиниң чиқиминиң әң аз 2 тирилйон 600 милйард долларға йәткәнликини ейтти.

гутеррес чириклик қилмишиниң тоқунушларни қозғитидиғанлиқини, тоқунушлар улғайғансери чирикликниң күчийип кетидиғанлиқини алаһидә әскәртип өтти.

чириклик қилмишиниң бай, намрат вә тәрәққий қиливатқан дөләтләрдә барлиқини ейтқан гутеррес мундақ деди: «дунйа иқтисадий мунбириниң тәхминигә қариғанда чирикликниң чиқими әң аз 2 тирилйон 600 милйард долларға йәткән болуп, бу дунйа ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %5ни тәшкил қилидикән. дунйа банкисиниң билдүрүшичә, карханилар вә шәхсләр һәр йили 1 тирилйон доллардин артуқ пара беридикән. »

чирикликниң сийасий вә иҗтимаий органлириниң аҗизлишишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини ейтқан гутеррес, бу қилмишниң муқимсизлиқ, зоравнлиқ, адәм әткәсчилики, зәһәрлик чекимлик вә қанунсиз қорал содисиға четишлиқ икәнликини вә терроризимға йантайақ болуш үчүн ишлитилидиғанлиқини ейтти.

америкиниң б д т дики даимий вәкили никки һалей, б д т хәвпсизлик кеңишиниң тунҗи қетим «чириклик вә тоқунушлар»темиси бойичә йиғин чақирғанлиқини әскәртип, чирикликниң муқимсизлиқ, зораванлиқ вә терроризимни улғайтидиғанлиқини тәкитләп өтти.

уруш вә тоқунушларниң алдини елиш үчүн һәр йили милйонларчә доллар сәрп  қилинидиғанлиқини вә дунйа миқийасида чириклик қилмиши әң аз йүз беридиған 10дөләттин 9ниң б д т хәвпсизлик кеңишиниң күнтәртипидики дөләтләр икәнликини ейтқан һалей, б д т ни чириклик қилмишиниң алдини елиш хизмәтлиригә көп вақитларда сәл қарап келиш билән әйиблиди.

һалей венезуела, никарагуа, конго демократик җумһурийити вә иран һөкүмәтлирини чириклик қилиш әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر