русийә вә әсәд айропиланлири идлибни бомбардиман қилмақта

бәшшар әсәд һакимийити вә русийәгә тәвә айропиланлар идлиб вә һама вилайәтлирини бомбардиман қилди.

1046524
русийә вә әсәд айропиланлири идлибни бомбардиман қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийити билән русийә айропиланлири  сүрийәниң ғәрбий шималиға җайлашқан идлиб вә оттура қисимдики һама вилайәтлиригә һавадин һуҗум қозғап 17 адәмни йариландурди.

йәрлик мәнбәләр, русийә вә әсәд һакимийитигә тәвә уруш айропиланлар билән тикучарларниң, бүгүн әтигәндин башлап идлибниң җәнубидики һабит, җәрәназ, һиш, тәмәнийа вә һаманиң латамнә районлирини бомбардиман қиливатқанлиқлирини билдүрди.  

һуҗумда 17 адәм йариланған болуп, буларниң ичидә 2 бала бар икән.

хәлқ мудапиә мудири мустафа һәҗ йусуф: әтигәндин башлап давамлишиватқан һуҗумларда көп қисми айал вә бала болуп җәмий 17 адәм йариланди, деди.

өктичиләргә тәвә айропилан көзитиш мәсуллири һуҗумлар тоғрулуқ иҗтимаий таратқудики адреслирида учур йазди. учурда мундақ дейилди: «һимеймин һәрбий базисидин қозғалған русийә уруш айропиланлири вә әсәд һакимийитигә тәвә тикучалар  һама вә идлибниң җәнубидики туралғу җайлар вә өктичиләрниң тизгини астики базиларға һуҗум қозғиди. җәрәназ районидики мәктәп әсәд айропиланлири тәрипидин бомбардиман қилинди.»

уруш айропиланлири вә тикучарларниң һава һуҗумлири давамлашмақта.

хәлқ мудапиә мәркизиниң билдүрүшичә, бу айниң бешидин башлап идлибниң ғәрбий, ғәрбий җәнубий вә һаманиң шималиға қилинған һуҗумларда 29 адәм өлүп 71 адәм йариланған, һаманиң кәпәрзита районидики бир хәлқ мудапиә мәркизи билән хас йезисидики йәр асти дохтурханиси вә латамнә йезисидики бир дохтурхана вәйран болған.

сүрийәниң ғәрбий шималида өктичиләр билән әсәд һакимийитигә қарши қораллиқ күчләрниң тизгини астидики идлиб вә әтрапидики бәзи районларниң 2017-йили 4-майдин 5-майғичә астанада чақирилған йиғинда «сүркилишни пәсәйтиш райони»елан қилинишиниң әксичә,  бу районлар русийә уруш айропиланлири тәрипидин пат-пат бомбардиман қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر