путин ким җоңун билән көрүшүшни халайдиғанлиқини билдүргән

русийә пирезиденти владимир путин шималий корейә рәһбири ким җоңун билән ойлиғинидин балдуррақ бир вақитта көрүшүшни халайдиғанлиқини ейтти.

1033147
путин ким җоңун билән көрүшүшни халайдиғанлиқини билдүргән

түркийә авази радийоси хәвири: йонһап агентлиқиниң шималий корейәниң «корейә мәркизий хәвәр агентлиқи» дин нәқил елинған хәвиридә көрситилишичә, пирезидент путинниң шималий корейә рәһбири ким җоңун билән балдуррақ көрүшүшни халайдиғанлиқини, мустәқил болғанлиқиниң 71-йиллиқида шималий корейәни тәбриклигән вақитта билдүргән.

русийә пирезиденти владимир путин: «икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң достанә вә мәсилини һәл қилидиған характердә болғанлиқидин мәмнунмән. икки дөләт мунасивәтлири нуқтисида муһим мәсилиләрни вә районниң муһим мәсилилирини музакирә қилиш үчүн балдуррақ бир вақитта, силар билән көрүшүшкә тәййар икәнликимни билдүрмәкчимән» деди.

пирезидент путинниң йәнә, икки корейә билән москва бар болған үч тәрәп иқтисадий лайиһәлирини өз ичигә алған өзара һәмкарлиқларни тәрәққий қилдурушни үмид қилидиғанлиқини тилға алғанлиқи қәйт қилнди.

ким җоңунниңму икки дөләтниң достанә мунасивәтлириниң тәрәққий қилишини үмид қилған путинниң тәлипигә җаваб қайтурғанлиқи әскәртилди.

пирезидент путин ийун ейида шималий корейә рәһбири ким җоңунни сентәбир ейида русийәниң владивосток шәһиридә өткүзүлидиған дунйа мунбири йиғиниға тәклип қилған иди.

ким җоңунниң мунбәр йиғиниға қатнишип-қатнашмайдиғанлиқи һазирчә ениқ әмәс.

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров 31-май шималий корейә рәһбири билән көрүшүп, икки дөләт мунасивәтлирини вә корейә йерим арили әтрапида пәйда болған йеңи өзгиришләрни муһакимә қилған иди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر