хитай сода урушида американиң ғәлибә қилалмайдиғанлиқини билдүрди

хитай һөкүмити ақ ташлиқ китаб елан қилип, америка өз алдиға башлиған сода ихтилаплири вә сода урушлирида ғәлибә қилалмайдиғанлиқини билдүрди.

1032324
хитай сода урушида американиң ғәлибә қилалмайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай һөкүмити елан қилған «хитай вә дунйа сода тәшкилати» намлиқ ақ ташлиқ китабта, американиң өз алдиға бир тәрәплимилик һалда башлиған сода ихтилаплири вә сода урушлирида ғәлибә қилалмайдиғанлиқи тәкитләнди.

китабта, хитай һөкүмитиниң түркийә билән қолни қолға тутуп, күчни бирләштүрүп, көп тәрплимилик сода түзүминиң, техиму очуқ-ашкара, кәң даирәлик, тәң бәһириман болидиған, тәңпуңлуққа игә вә тәң пайда алидиған пиринсипларға тайанған һалда тәрәққий қилишини капаләткә игә қилишини нишан қилғанлиқлири билдүрүлди.

ийун ейида елан қилинған «хитай вә дунйа сода тәшкилати» намлиқ ақ ташлиқ китаб ийун ейида елан қилинған болуп, дунйа иқтисадидики тәрәққийатларға мунасивәтлик байанларға орун аҗритилди.

китабта, бу мәзгилдә хитай вә түркийә оттурисидики иқтисадий вә сода һәмкарлиқи мунасивәтлириниң изчил тәрәққий қилғанлиқи, икки дөләт сода омумий һәҗиминиң 21.9 милйард долларға йәткәнлики, һазирниң өзидә хитайниң түркийәниң иккинчи чоң сода шерикигә айланғанлиқи әскәртилди.

китабта мундақ дейилди:

«хитайниң електиро механикилиқ мәһсулатлири, йуқири техникилиқ мәһсулатлири вә күндилик турмуш истемал маллири түркийәдә истемалчиларниң йақтурушиға еришти. түркийәниңму канчилиқ мәһсулатлири, нефит-химийә мәһсулатлири вә йемәк-ичмәк мәһсулатлири хитайда қарши елиниватиду, сода лайиһәлиримиз вә өзара һәмкарлиқлиримиз тез сүрәттә тәрәққий қиливатиду.»

түркийә ширкәтлириниң хитайға салған мәбләғлири муқим ешиватқан болса, хитай ширкәтлириниң түркийәгә салған мәбләғлиридиму муһим ешиш көрүлгәнлики әскәртилгән китабта, ширкәтләр вә селинған мәбләғләргә кәң орун аҗритилди.

китабта, дунйа иқтисадиниң қайтидин түзүлүш йолиниң интайин әгри-тоқайлиққа игә икәнлики, бир тәрәплимилик вә бекинмичилик үстүнлүк қазанған бу мәзгилдә, американиң өз алдиға башлиған сода ихитилаплири вә сода урушлирида ғәлибә қилалмайдиғанлиқи, бәлки базарларниң тәвринишигә сәвәб болуп, дунйа иқтисадиниң түзүлүш мусаписиға сәлбий тәсир көрситидиғанлиқи тәкитләнди.

китабта йәнә: «хитай һөкүмити түркийә билән қолни қолға тутушуп, күчлирини бирләштүрүп, көп тәрәплимилик сода түзүминиң техиму очуқ-ашкара, техиму кәң даирәлик, тәң бәһриман болидиған вә тәң пайда алидиған пиринсипларға тайанған һалда тәрәққий қилишини капаләткә игә қилишни؛ хәлқаралиқ иқтисадий түзүмниң техиму адил вә мувапиқ шәкилдә илгирилишини тезләштүрүп, икки дөләтниң тәң тәрәққий қилиши үчүн мувапиқ хәлқаралиқ муһитни бәрпа қилишни вә икки дөләтниң ортақ мәнпәәтлирини қоғдашни үмид қилиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر