афринда йолларға «зәйтун шехи» вә «әрдоған» дегәндәк намлар берилди

сүрийәниң түркийә вә әркин сүрийә армийәлири тәрипидин террорчилардин халийлаштурулған африн наһийәсидики бәзи йолларға «рәҗәп таййип әрдоған» вә «зәйтун шехи» дегәндәк намлар берилди.

1028994
афринда йолларға «зәйтун шехи» вә «әрдоған» дегәндәк намлар берилди

түркийә авази радийоси хәвири: африн мәһәллий мәҗлиси, наһийә мәркизидики үч йолниң исмини өзгәртти؛ дәмирҗи кава йолиға «зәйтун шехи», нәвруз йолиға «(осман емпирийәси мәзгилидики мисир вә сүрийә султани) салаһуддин әййуби» вә һөкүмәт бинаси йолиға «рәҗәп таййип әрдоған» дәп нам берилди.

түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәси, 18 – мартта террорчилардин халийлаштурған афринда муқимлиқни күчәйтиш хизмәтлирини үзлүксиз давамлаштурмақта. мутәхәссисләр, пуқраларниң бихәтәрликини нәзәрдә тутуп, териқчилиқ йәрлири вә йол бойлириға террорчилар тәрипидин орунлаштурулған партлатқучларни чарлиғучи аппаратлар сайида тепип чиқип човуп ташлимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر