америка ташқи ишлар министирлиқи ембарго һәққидә мәлумат бәрди

америка ташқи ишлар министирлиқиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири, доналд трамп һөкүмитиниң иранға қарши қаттиқ шәкилдә йүргүзидиған ембарголарниң иран иқтисадиға чоң тәсир көрситидиғанлиқини билдүрди.

1027130
америка ташқи ишлар министирлиқи ембарго һәққидә мәлумат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң мунасивәтлик мәсул әмәлдарлири пирезидент трамп иран билән йадро келишимидин өз алдиға чекингәндин кейин, бүгүн (7-авғуст) әнқәрә вақти әтигән саәт 07:00, үрүмчи вақти 10:00 да иҗра қилинишқа башлиған ембарголарниң биринчи басқучи һәққидә мәлумат бәрди.

«бу ембарголарниң пул-муамилә нуқтисидин иран иқтисадиға қаттиқ тәсир көрситидиғанлиқиға һечқандақ гуман йоқ» дегән мәсул әмәлдарлар, мәқсәтлириниң иранда һечқандақ һакимийәт өзгиришини кәлтүрүп чиқириш әмәсликини илгири сүргән һалда: «иранниң позитсийәсини өзгәртишини күтимиз, нишанимиз түзүм өзгәртиш әмәс» деди.

мәсул әмәлдарлар американиң иранға қарши йолға қойған ембарголар тоғрисида оттуриға чиққан «дунйави бирләшмә һасил қилалмиди» дегән тәнқидләр үстидә тохталди вә мундақ деди:

«иранниң йаман нийәтлик позитсийәсигә қарши дунйави бирләшмә һасил қилишқа тиришиватимиз. шуни очуқ ейталаймизки, һоқуқлиримиздин толуқ пайдилинип, бу мәсилигә мунасивәтлик пирезидент қарарини қаттиқ иҗра қилмиз. башқа дөләтләр биләнму буни иҗра қилишлири үчүн сөһбәт өткүзимиз. бирақ, һечким һоқуқлиримиздин толуқ пайдилинидиғанлиқимиздин қилчә гуман қилмисун.»

2015-йили ийулда 20 ай давамлашқан музакирәләр нәтиҗисидә, иран билән б д т хәвпсизлик кеңишигә даимий әза бәш дөләт (америка, әнглийә, фирансийә, русийә, хитай) вә германийәдин тәшкил тапқан алтә дөләт оттурисидайадро келишими имзаланған иди.

келишим бойичә, теһранниң йадро пирограммисини ахирлаштуруш бәдилигә, йолға қойулуватқан хәлқаралиқ ембарголар әмәлдин қалдурулатти.

бирақ, 2018-йили май ейида америка пирезиденти доналд трамп йадро келишимидин өз алдиға чекингәндин кейин, америка малийә министирлиқи иранға 90 күнлүк вә 180 күнлүк икки басқуч билән йолға қойулидиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر