иран ички ишлар министири теһранниң вашингтонға ишәнмәйдиғанлиқини ейтти

иран ички ишлар министири абдурриза раһмани фазли, америка қошма иштатлириниң йадро келишимидин бир тәрәплимә һалда чекинип чиқишиниң вашингтонға ишәнмәсликниң сәвәби икәнликини ейтти.

1023683
иран ички ишлар министири теһранниң вашингтонға ишәнмәйдиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: раһмани фазли пайтәхт теһранда өткүзүлгән бир паалийәттә сөз қилип, америка пирезиденти доналд трампниң алдинқи шәртсиз көрүшүш тоғрисидики сөзлири үстидә тохталди؛ у, америка даирилириниң ишәнчсиз икәнликини әскәртип, «йадро келишимидин бир тәрәплимә һалда чиқип кәткән бир дөләткә қандақ ишәнгили болиду» деди.

раһмани фазли, америка тәрәпниң зиддийәтлик байанатларни бәргәнликини тилға елип, «бир тәрәптин йеңи мәҗбурийәтләрни қобул қилиши үчүн иранға бесим ишлитилиши керәк дәватиду, йәнә бир тәрәптин алдинқи шәртсиз сөһбәт өткүзүш һәққидә гәп қилишиватиду» дегәнләрни қәйт қилди.

йәнә, иран ташқи мунасивәтләр истратегийә кеңиши башлиқи кәмал һарразиму, трампниң тәклипигә теһранниң әһмийәт бәрмигәнликини әскәртип, «америка қошма иштатлири билән өткүзгән сөһбәтләрдин һасил қилған аччиқ тәҗрибилиримиз вә америкилиқ сийасәтчиләрниң изчил һалда йадро келишимигә хилаплиқ қилиши нәзәргә елинғинида, трампниң тәклиплиригә әһмийәт бәрмәсликимиз тәбиийдур» деди.

трампниң алди билән йадро келишимидин чекинишиниң орнини толдуруши керәкликини тәкитлигән һаррази, сөһбәт муһитиниң һасил болуши үчүн америка даирилириниң хәлқара қанунға вә алдинқи пирезидентларниң әһдилиригә риайә қилидиғанлиқини намайан қилиши лазимлиқини сөзлиригә илавә қилди.

доналд трамп, америкида дөләт ишлири зийаритидә болуватқан италийә баш министири гиусеппе конте билән ақсарайда өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, иран пирезиденти һәсән руһани билән көрүшсә болидиғанлиқини әскәртип, «иран халиса, чоқум көрүшимиз. башқа инсанлар билән сөзлишиштә бир мәсилә йоқ. болупму бу кишиләр билән, бирәр урушқа кирип қелиш, адәмләрниң өлүп кетиш еһтималлиқи болса, көрүшимән. буниңда бир мәсилә йоқ. шималий корейә лидири биләнму көрүштүм» дегән вә руһани билән көрүшүш үчүн һечқандақ алдинқи шәрт қоймайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилиғаниди.


خەتكۈچ: #иран , #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر