икки корейәниң һәрбий әмәлдарлири учрашти

җәнубий корейә вә шималий корейә һәрбий әмәлдарлири икки дөләт арисидики сүркилишни азайтиш үчүн көрүшти.

1022903
икки корейәниң һәрбий әмәлдарлири учрашти

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә вә шималий корейә һәрбий әмәлдарлири икки дөләт арисидики сүркилишни азайтиш вә чеградин һалқиған мунасивәтләрни йахшилаш үчүн көрүшти.

йонхап агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, һәрбий әмәлдарлар шималий корейә пирезиденти ким җоңун билән җәнубий корейә пирезиденти мон җийаин бу йил апрелда көрүшкәндә һәрбий саһәдә чиқирилған қарарларни әмәлийләштүрүш үчүн ташлинидиған қәдәмләрни үстидә музакирә өткүзүш мәқситидә, икки дөләт чеграсиға җайлашқан панмунҗом йезисидики тинчлиқ өйидә учрашқан.  

бәш кишидин тәшкил тапқан һәйәтләргә җәнубий корейәдин генерал ким до гийун билән шималий корейәдин генерал ән иксан башчилиқ қилған.  

шу җай вақти 10:00да башлиған көрүшүшниң тунҗи басқучи 50 минут давамлашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر