иранда чәт әлдин мәһсулат импорт қилған бәзи ширкәтләр тақалди

иран сот мәһкимиси байанатчиси ғулам һүсәйин муһсини әҗәй чәт әлдин мәһсулат импорт қилған бәзи ширкәтләрниң тақиветилгәнликини билдүрди.

1013379
иранда чәт әлдин мәһсулат импорт қилған бәзи ширкәтләр тақалди

түркийә авази радийоси хәвири: иран сот мәһкимиси байанатчиси ғулам һүсәйин муһсини әҗәй, дөләтниң муқим ташқи пирувут сийаситигә хилаплиқ қилған бәзи ширкәтләрниң хоҗайинлириниң назарәт астиға елинғанлиқини билдүрди.

иран сот мәһкимисигә қарашлиқ мизан хәвәр агентлиқниң билдүрүшичә, әҗәй пайтәхт теһранда мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп долларниң 4200 түмән қилип бекитилгәнликини әслитип мундақ дегән: «чәт әлдин телефон импорт қилишқа рухсәт қилинған 30 ширкәтниң хоҗайинлириниң бәзилири назарәт астиға елинди, бәзи ширкәтләр тақиветилди.»

байанатчи әҗәй сот мәһкимиси даирисидә телефон вә аптомобил импортидин сирт ташқи пируувут вә алтунға мунасивәтлик қанунларға хилаплиқ қилғучиларниң делосини тәкшүрүш үчүн ишханилар қурулғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر