«даеш террорчилириға мәмликәт ичидила әмәс чәт әлдиму зәрбә беримиз»

ирақ баш министири һайдар әл-биади даешқа мәмликәт ичидила әмәс чәт әлдиму зәрбә беридиғанлиқлирини билдүрди.

1009768
«даеш террорчилириға мәмликәт ичидила әмәс чәт әлдиму зәрбә беримиз»

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ баш министири һайдар әл-биади даешқа чәт әлдиму зәрбә беридиғанлиқлирини билдүрди.

ибади мусулниң террорлуқ тәшкилати даешниң чаңгилидин азад қилинғанлиқиниң 1-йиллиқи мунасивити билән байанат елан қилди.

байанатта мундақ дейилди: «даешниң қалдуқлириға һәм мәмликәт ичидә һәм сиртида зәрбә беримиз.»

ибади даештин азад қилинған районларниң ул әслиһә қурулушлирини бәрпа қилиш хизмәтлириниң башланғанлиқини ейтти.

даешниң һәрбий җәһәттин тамамән йоқ қилинғанлиқи билдүрүп келиниватқан болсиму, йәнила ирақта кичик көләмдә һәрикәт қиливатқанлиқи мәлум.

даеш пат-пат террорлуқ һуҗумлири садир қилип башқиларни гөрүгә еливелиштәк қилмишларни садир қилмақта.

ирақ армийәси хәлқара иттипақдаш қисимлириниң йардими арқисида ирақ бойичә иккинчи чоң шәһәр һесаблинидиған мусулни 2017-йили 10-ийулда террорлуқ тәшкилати даешниң чаңгилидин азад қилғаниди.


خەتكۈچ: #даеш , #ирақ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر