әнглийә баш вәзири билән гиретсийә баш министири түркийә тоғрулуқ бирдәклик һасил қилди

әнглийә баш вәзири теризе мей билән гиретсийә баш министири алексис чипрас йавропа иттипақи билән түркийә оттурисида 2016 – йили имзаланған «көчмәнләр келишими» ни ишқа ашуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилди.

1000535
әнглийә баш вәзири билән гиретсийә баш министири түркийә тоғрулуқ бирдәклик һасил қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш министирлиқ мәһкимиси «10 – номурлуқ» ишханиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, әнглийә баш вәзири тереса мей билән гиретсийә баш министири алексис чипрас түнүгүн пайтәхт лондонда елип берилған учришишида, гиретсийә дуч келиватқан қанунсиз көчмәнләр мәсилиси, қанунсиз көчмәнләр мәсилисиниң йавропа иттипақи билән түркийә оттурисида 2016 – йили имзаланған «көчмәнләр келишими» ни чөридигән һалда ишқа ашуруш арқилиқ үзүл - кесил һәл қилиш тоғрулуқ ортақ тонуш һасил қилған.

әнглийәниң йавропа иттипақидин чекинишидин кейинму қанунсиз көчмәнләр киризисигә һәл қилиш чариси тепишта давамлиқ өзиниң ролини җари қилдуридиғанлиқини әскәрткән әнглийә баш вәзири теризе мей, дөлитиниң әгә деңизидики көчмәнләрни издәш - қутқузуш паалийәтлири үчүн қошумчә бир чегра бихәтәрлики парахоти әвәтидиғанлиқини қәйт қилған.

районлуқ мәсилиләр тоғрилиқму музакирә елип берилған учришишта, теризе мей билән алексис чипрас қибрис мәсилисини һәл қилиш йолида қәдәм ташлашниң зөрүрлүки тоғрилиқму ортақ тонуш һасил қилған.

байанатта тәкитлинишичә, теризе мей билән алексис чипрас учришишта йәнә, түркийә билән гиретсийә оттурисида давамлишиватқан дийалогниң районлуқ муқимлиқ үчүн наһайити зор әһмийәткә игә икәнлики әскәрткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر