гиватемаладики йанар тағ партлашта өлгәнләрниң сани 109 ға йәтти

гиватемаланиң фуего йанар теғида мәйданға кәлгән партлашлар сәвәбидин һайатидин айрилғанларниң сани 109 ға йәтти.

988780
гиватемаладики йанар тағ партлашта өлгәнләрниң сани 109 ға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: гиватемала даирилириниң билдүрүшичә, йәнә 10 кишиниң җәситиниң тепилиши билән партлашларда һайатидин айрилғанларниң сани 109 ға йәткән болуп, йоқап кәткән 200 гә йеқин кишиниң техичә из – дерики йоқ икән.

гиватемала дөләтлик  җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң билдүрүшичә, фуего йанар теғида мәйданға кәлгән партлашларда вәйран болған райондики йезиларда йиғилип қалған вә техичә қизиқ болған волқан қалдуқлиридин сирт йәнә, һава шараитиниң начарлиқиму издәш - қутқузуш әтрәлири үчүн наһайити хәтәрлик болғанлиқтин, издәш - қутқузуш паалийәтлири һазирчә тохтитип қойулған.

мөлчәрлинишичә1.7 милйон киши партлашларниң тәсиригә учриған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر