алҗирийәдики айропилан қазасида 257 адәм һайатидин айрилди

алҗирийәдә бир һәрбий айропилан қозғилип узун өтмәйла чүшүп кетип, 257 адәм һайатидин айрилди.

949031
алҗирийәдики айропилан қазасида 257 адәм һайатидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: алҗирийәдә бир һәрбий айропилан қозғилип узун өтмәйла чүшүп кетип, 257 адәм һайатидин айрилди؛ ечинишлиқ қаза хәвирини алҗирийә дөләт радийоси елан қилди.

бәзи мәнбәләр, айропиланниң пайтәхт алҗирға йеқин җайдики боуфарик айродурумидин сүрийәгә бериш үчүн қозғалғанлиқини хәвәр қилди.

алҗирийәдә 2014 – йилиму  әскәрләр вә уларниң аилә – тавабиатлири олтурған бир айропилан чүшүп кетип 77 адәм һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر