америка түркийәгә рәһмәт ейтти

вашингтон америка қошма иштатлириниң әнқәрә баш әлчиханиси нишан қилинған террорлуқ һуҗуминиң алдини алғанлиқи үчүн түркийәгә рәһмәт ейтти.

924437
америка түркийәгә рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һесер наверт бу һәқтә елан қилған байанатида, америкиниң әнқәрә баш әлчиханиси нишан қилинған террорлуқ һуҗуминиң алдини алғанлиқи үчүн түркийә һөкүмитигә вә дөләт хәвпсизлик күчлиригә рәһмәт ейтип мундақ деди: «баш әлчиханимиз түнүгүн тақақ иди. бүгүн тамамән ечилиду. террорлуқ һуҗумиға алақидар ахбаратларни тәкшүрүш арқилиқ һуҗумниң алдини алған түркийә һөкүмитигә, сақчилириға вә дөләт хәвпсизлик күчлиригә рәһмәт ейтимиз.»

наверт мухбирларниң вәқәни тәкшүрүш җәрйанида бәзи шәхсләрниң қолға елинишиға қарита соаллириға җаваб бәргәндә: «әгәр бу һуҗумниң алдини елиш басқучи үчүн зөрүр болса вә түрткилик рол ойниған болса, түркийә даирилиригә рәһмәт ейтимиз» деди.

әнқәрә валий мәһкимиси бу һәқтә елан қилған байанатида, дөләт хәвпсизлик күчлириниң америка баш әлчиханиси вә пуқралири туруватқан җайларда террорлуқ һуҗумлири йүз бериш еһтималлиқиниң барлиқиға алақидар америка мәнбәлиридин кәлгән ахбаратларни көздин кәчүргәнликини вә бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткәнликини җакарлиған иди.

террорлуқ һуҗуми елип беришқа тәшәббус қилиш билән әйиблинип, ирақ пуқраси вә даеш әзаси 4 киши қолға елинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر