әзәрбәйҗан билән әрменийә чеграсидә сүркилиш кәскинләшимәктә

әзәрбәйҗан-әрменийә линийәсидә сүркилиш кәсинләшти

908967
әзәрбәйҗан билән әрменийә чеграсидә сүркилиш кәскинләшимәктә

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан-әрменийә арисидики оқ чиқиришни тохтитиш линийәсидә сүркилиш кәскинләшмәктә.

әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи җедәл чиқармчи болған әрменийә әскәрлириниң чекиндүрүлгәнликини уқтурди.

билдүрүлүшичә, оқ чиқиришни тохтитиш линийәсиниң қазақ райони йөнилишидә әрменийә әскәрлири туманлиқ һавадин пайдилинип оқ чиқармчи болған.

бу вәқәни вақтида байқиған әзәрбәйҗан әскәрлири дәрһал қайтурма һуҗумға өтүп әрменийә әскәрлирини чекиндүрди.

әрменийә әскәрлири өзлиригә тәвә бир һәрбий машини көйдүрүп ташлиди.

әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи вәқәгә мунасивәтлик видео елан қилди.

әрменийә әскәрлири өткән һәптиму оқ чиқиришни тохтитиш линийәсигә һуҗум қилмақчи болғаниди, нәтиҗидә икки тәрәп арисида тоқунуш йүз берип 11 әрменийә әскири өлүп 2 әскәр йарилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر