каталонийәни мустәқил қилмақчи болған пуигдемонт «сүргүн һөкүмити» қуридиған болди

каталонийә аптоном һөкүмитиниң сабиқ башлиқи җарлес пуигдемонт, каталонйани испанийәдин әмәс, белгийә пайтәхти бирйусселдин идарә қилиш үчүн «сүргүн һөкүмити» қурмақчи икәнликини елан қилди.

906105
каталонийәни мустәқил қилмақчи болған пуигдемонт «сүргүн һөкүмити» қуридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийә дөләт асасий қануни мәһкимиси пуигдемонтниң бурунқи вәзиписини давамлаштуруш қәсәм қилиш йиғиниға өзиниң бивастә қатнишиши керәклики һәққидә қарар чиқарғандин кейин, каталонийәниң қачқун рәһбири каталонийәни бирйусселдин идарә қилиш үчүн барселонадики аптоном һөкүмитигә қошумчә «сүргүн һөкүмити» қурушни халайдиғанлиқини елан қилди.

белгийәниң рәсмий хәвәр агентлиқи «Belga»ниң хәвәр қилишичә, поигдемонт каталонийәдики һөкүмәткиму өз партийәсидин бир муавин башлиқ бәлгиләйдиғанлиқини ейтқан.

пуигдемонд җумһурийәт кеңиши дәпму атилидиған «сүргүн һөкүмити»ниң қурулушиниң 18 – қевралда ишқа ешиши мумкинликини тәкитләп, қәсәм қилиш мурасимини бирйусселда өткүзүдиғанлиқини ейтти.

поигдемонт каталонийәниң өз алдиға мустәқиллиқ  һәрикитидә муһим рол ойниған болғачқа, «дөләткә қарши исйан вә қаршилиқ чиқириш», «қозғилаң чиқириш» вә «дөләтниң байлиқидин қалаймиқан пайдилиниш» қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинип, тутуш буйруқи чиқирилған иди. шуңлашқа пугдемонтниң  испанийәгә қәдәм қойған һаман назарәткә елиниши мөлчәләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر