сүрийә байаннамиси: сүрийәниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүки һәммидин муһим

русийәниң сочи шәһиридә чақирилған «сүрийә миллий дийалог йиғини» дин кейин елан қилинған байаннамидә, сүрийәниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкиниң һәммидин муһим икәнлики тәкитләнди.

900327
сүрийә байаннамиси: сүрийәниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүки һәммидин муһим

түркийә авази радийоси хәвири: иштиракчиларниң киризисни сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш үчүн керәклик қәдәмләрни ташлишиниң зөрүрлүки әскәртилгән байаннамидә, мундақ дейилди: «сүрийә хәлқи өз тәқдирини өзи бәлгилиши керәк. сүрийә армийәси дөләтниң чегра линийәлирини иоғдаш, чәт әл күчлири вә террорчиларға қарши  күрәш үчүн давамлиқ вәзипә өтүши лазим. етник миллити вә дини қандақ болушидин қәтийнәзәр пүткүл сүрийә хәлқи һоқуқта баравәрдур.»

байаннамидә, сүрийәниң асасий қануниға өзгәртиш киргүзүш үчүн 150 әзадин тәшкил тапқан бир комитет қурулғанлиқи, иштиракчиларниң дөләттә уда 7 йилдин көпрәк вақиттин буйан давамлишиватқан урушқа хатимә бериш үчүн сайлам өткүзүлүши мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر