террорлуқ тәшкилати п й д / й п г әлбабға һуҗум қилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики гумаштиси п й д / й п г ниң әлбабға қилған һуҗумида бир кичик бала һайатидин айрилди.

892588
террорлуқ тәшкилати п й д / й п г әлбабға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуқ тәшкилати п к к / й п г тәрипидин етилған бомба наһийә мәркизидики һикмә дохтурханисиға 150 метир келидиған пуқраларниң чедир райониға чүшти.

кәч саәт 19:30 да йүз бәргән һуҗумда 10 йашлиқ бир кичик бала көйүп һайатидин айрилди.

бирла аилидин 2 киши еғир болуп, җәмий 5 киши йаридар болди. йаридарлар дохтурханида балнестқа елинди.

әлбаб наһийәсиниң аманлиқини қоғдаватқан әркин сүрийә армийәсиниң қоманданлиридин әбу исмаил елан қилған байанатида, террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң әлбабниң ғәрибидин 10 келометир узақлиқтики шәалә районидин топ йаки ракитамийут билән һуҗум қилғанлиқини ейтти.

террорлуқ тәшкилати түнүгүнму сүрийә – түркийә чеграсиға җайлашқан азәз наһийәсиниң дохтурхана райониға һуҗум қилған иди.

һуҗумда писихиологийәлик кесәлликләр бөлимидә давалиниватқан бемарлардин бирси һайатидин айрилип, 14 бемар йаридар болған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر