хитай йогән-30 типлиқ сүний һәмраһ қойуп бәрди

хитай йирақтин пәрқләндүрүш алаһидилики болған йогән-30 типлиқ сүний һәмраһ қойуп бәрди.

875713
хитай йогән-30 типлиқ сүний һәмраһ қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай йирақтин пәрқләндүрүш алаһидилики болған сүний һәмраһ қойуп бәрди.

йогән-30 типлиқ сүний һәмраһ сичуән өлкисиниң шичаң сүний һәмраһ қойуп бериш мәркизидин узун йүрүш-2 тошуғучи ракета арқилиқ қойуп берилди.

сүний һәһраһниң алдин бекитилгән орбетиларға кирип болғанлиқи билдүрүлди.

билдүрүлүшичә, йирақтин пәрқләндүрүш алаһидилики болған йогән сүний һәмраһлири електирмагентлиқ чарилаш елип берип бәзи синақларни елип баридикән.

ракетаниң қанчилик сүний һәмраһ тошиғанлиқи тоғрулуқ мәлумат берилмиди.

хитай йогән сүний һәмраһлиридин тәбиий байлиқларни тәкшүрүш, илмий хизмәтләр, тәбиий апәтләрдин сақлиниш вә йеза-игилик мәһсулатлирини тәхмин қилиш қатарлиқ ишларда пайдилинидиғанлиқини билдүрди.

йогән-30 типлиқ сүний һәмраһларниң хитайда ишләпчиқирилған узун йүрүш намлиқ ракета арқилиқ  260қетим қойуп берилгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر