шималий корейәниң биологийәлик вә химийәлик қорал ишләпчиқиришқиму мәркәзләшкәнлики билдүрүлди

америкидики харвард университетида шималий корейәниң химийәлик қораллар ишләпчиқириш хизмити тоғрулуқ доклат елан қилинди.

832480
шималий корейәниң биологийәлик вә химийәлик қорал ишләпчиқиришқиму мәркәзләшкәнлики билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: америкидики харвард университетида шималий корейә пирезиденти ким җуң унниң бивастә назарити астида елип бериливатқан химийиви қорал ишләпчиқириш хизмити тоғрисида доклат тәййарланди.

доклатта көрситилишичә, шималий корейә пирезиденти хәтәрлик гүл вә ваба кесәллики пәйда қилидиған химийиви маддилар ишләпчиқириш хизмәтлирини бивастә контрол қилидикән.

җәнубий корейә һөкүмитиниң шималий корейәниң 13 хил бийологийәлик қоралға игәнликини илгири сүргәнликиму тилға елинған доклатта, хәтәрлик гүл вә ваба кесәллики пәйда қилидиған химийиви маддилар қачиланған бир нәччә ботулкиниңла он миңларчә адәмниң өлүмигә сәвәб болидиғанлиқи әскәртилди.

шималий корейәдики хәвәр агентлиқи - KNCA бир нәччә күн илгири америка пирезиденти доналд трампни лүкчәк вә йадро қораллири системилириниң конупкисини ойлашмайла басидиған сараң дәп тәриплигән болса, җәнубий корейәни америкиниң ғалчиси дәп сүпәтләп хәвәр тартқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر