трамп даеш тоғрулуқ бәргән вәдисини ишқа ашурғанлиқини билдүрди

америка пирезиденти доналд трамп раққәниң даешниң чаңгилидин мувәппәқийәтлик һалда қайтуруп елинғанлиқини билдүрди.

831794
трамп даеш тоғрулуқ бәргән вәдисини ишқа ашурғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп сүрийәдики демократийәни йақлиғучи күчләр билән даешқа қарши күрәш қиливатқан америка иттипақдашлириниң раққәни мувәппәқийәтлик һалда қайтуруп алғанлиқлирини билдүрди.

трамп бу һәқтә йазма берип раққәниң даештин пүтүнләй тазиланғанлиқини ейтти.

раққәниң қайтурувелинишниң даешқа қарши елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә «бурулуш нуқтиси»һесаблинидиғанлиқини әскәрткән трамп мунуларни байан қилди: «пат йеқинда сүрийәниң вәзийитини бесиқтуруш үчүн йәрлик күчләрни қоллаймиз вә сүрийәдә узун муддәтлик тинчлиқ бәрпа қилиш үчүн террорчиларға әҗәллик зәрбә берип уларниң мәвҗудлуқиға хатимә беримиз. зоравнлиққа хатимә бериш үчүн иттипақдашлиримиз билән болған дипломатик хизмәтләрни техиму күчәйтип мусапирларниң йурт-маканлириға қайтип келиши үчүн шараит йаритип беримиз вә сүрийә хәлқиниң тирагедийәсигә хатимә беридиған сийасий вәзийәт бәрпа қилимиз.»

доналд трамп пирезидентлиқ сайлимидин бурунқи сайлам сәпәрвәрлик паалийити җәрйанида америка хәлқигә даешни «йоқ қилидиғанлиқи»тоғрулуқ вәдә бәргәнликини әслитип өтүп, пирезидентлиқ вәзиписини тапшуруп алғандин кейин тунҗи болуп қилған ишиниң даешқа қарши күрәш қилиш болғанлиқини тәкитлиди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر