сомалидики бомбилиқ һуҗумда өлгәнләр сани 300 гә йәтти

сомалиниң пайтәхти муқдишода алдинқи күни йүз бәргән бомбилиқ һуҗумда һайатидин айрилғанлар сани 300 гә йәтти.

827782
сомалидики бомбилиқ һуҗумда өлгәнләр сани 300 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт  муқдишодики әләмин җиддий қутқузуш хизмәтлири мудири дохтур абдулқадир адәм, бомбилиқ һуҗумда йариланғандин кейин балнистқа елинғанларниң бәзилириниң қутқузулалмиғанлиқини билдүрди.

 муқдишода мейитләрни дәпнә қилиш ишлириниңму башлиғанлиқини билдүргән дохтур адәм, өлгәнләр саниниң техиму көпийип кетишидин әндишә қилиниватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

һуҗумда йариланған 300 әтрапида киши һәр қайси дохтурханиларда даваланмақта.

 муқдишода шәнбә күни бири бир меһманханиға йеқин җайда, йәнә бири мәдинәи мунәввәрә районида икки бомбилиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән, һуҗумға четишлиқ бир киши қолға елинған, сомалида 3 күнлүк матәм елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر