шималий ирақта реферандум башланди

шималий ирақ районлуқ күрт (корд) һөкүмити федератсийә сот мәһкимиси асасий қанунға хилап икәнликини елан қилған болсиму, мустәқиллиқ рефрандумини өткүзди.

813291
шималий ирақта реферандум башланди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий ирақта беләт ташлаш башланди. шиалий ирақ районлуқ күрт һөкүмитиниң өз алдиға қарар қилип өткүзгән вә түркмәнләр билән әрәбләр байқут қилған реферандумда, әрбил, сулайманийә, дуһок вилайәтлири, салаһийити талаш-тартиш астида туруватқан кәркүк вилайити, салаһаддин вилайитиниң тузһурмату наһийәси, дийала вилайитиниң һанәкин наһийәси билән җәлавла вә каратәпә базарлирида сайлам сандуқи тәсис қилинди. террорлуқ тәшкилати даештин қайтурувелинғиниға анчә узун болмиған мусул вилайитиниң синҗар, маһмур, тәлкәйф, һамданийә, шәйһан наһийәлири билән рабийа, нәмруд вә бартилла базарлиридиму реферандум өткүзүлиду.

7 миңи шималий ирақта, 5 миңи талаш-тартиш ичидә туруватқан районда болуп, җәмий 12 миң нуқтида тәсис қилинған сайлам сандуқиға, тәхминән 5 милйон 200 миң кишиниң беләт ташлиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر