америкидики роһиңйалиқлар намайиш өткүзди

америка қошма иштатлириниң чикаго шәһиридә йашайдиған роһиңйалиқлар, бирма даирилириниң аракан мусулманлириға йүргүзгән қирғинчилиқлириға қарши намайиш өткүзди.

812906
америкидики роһиңйалиқлар намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар, хәлқара җәмийәтни бирмада йүз бериватқан қирғинчилиқни тохтитишқа чақирди. намайишта сөз қилған түркийәниң чикагода турушлуқ баш консули умут аҗар, «түркийә силәрни вә әвладлириңларни аман – есән чоң қилидиған бир өйүңлар болғучә йалғуз ташлап қоймайду» деди.

«роһиңйалиқларға әркинлик», «роһиңйа қирғинчилиқиға хатимә бәр» вә «роһиңйалиқларға адиллиқ тәләп қилимиз» дегәндәк шоарлар товланған намайишта, «роһиңйалиқларға адаләт» вә «аракандики балилар җинайәтлиригә хатимә берилсун» дегән хәтләр йезилған пилакатлар диққәтни тартти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر