каталонйаниң рәсмий органлирида ахтуруш елип берилди

испанийә қораллиқ сақчи қисминиң 1-өктәбир мустәқиллиқ реферандуми өткүзмәкчи болған каталонйаниң рәсмий органлирини ахтурғанлиқи билдүрүлди.

810553
каталонйаниң рәсмий органлирида ахтуруш елип берилди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийәдә қанунға хилаплиқи елан қилинған болсиму, 1-өктәбирдә мустәқиллиқ реферандум өткүзүшкә тәййарлиқ қиливатқан каталонйа аптоном һөкүмитиниң рәсмий органлирини тинитиш һәрикити башланди.

испанийә хәвәр агентлиқи қораллиқ сақчи хадимлириниң тәптиш мәһкимисиниң буйруқи билән, каталонйа аптоном һөкүмитигә қарашлиқ иқтисадий ишлар, әмгәк вә иҗтимаий бихәтәрлик, малийә ишлири вә ташқи ишлар қатарлиқ бәзи идарә-органларниң биналирида ахтуруш елип барғанлиқини елан қилди.

йәрлик мәтбуатлардики хәвәрләрдә, каталонйаниң муавин пирезиденти вә иқтисад министириниң йардәмчилиридин җосип марийа җовиниң қолға елинғанлиқи илгири сүрүлди.

испанийә қораллиқ сақчи қисимлири йеқинқи күнләрдә 1-өктәбир өткүзүлмәкчи болған мустәқиллиқ реферандумини тохтитиш үчүн ахтуруш һәрикәтлирини көпәйткән вә бәзи ширкәтләрни ахтуруп, реферандумға мунасивәтлик 1.5 милйондин артуқ һөҗҗәт һәмдә тәшвиқат материйаллирини мусадирә қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر