испанийә шималий корейәниң баш әлчисини қоғлап чиқиридиған болди

испанийә һөкүмити алдиниқи һәптиләрдиму шималий корейәниң мадридта турушлуқ йәнә бир дипломатийә хадимини чеградин қоғлап чиқарған иди.

809675
испанийә шималий корейәниң баш әлчисини қоғлап чиқиридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийә шималий корейәниң «йахтурулмайдиған киши» дәп елан қилинған мадридта турушлуқ баш әлчисини чеградин қоғлап чиқиридиған болди.

испанийә ташқи ишлар министири алфонсо дастис йадро вә башқурулидиған бомба синақлири түпәйлидин шималий корейәниң мадрид баш әлчисини чеградин қоғлап чиқириш қарари мақулланғанлиқини вә бу һәқтә өзигә мәлумат йолланғанлиқини елан қилди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғини мунасивети билән нийуйоркта зийарәттә болуватқан испанийә ташқи ишлар министири алфонсо дастис, ахбаратчиларға бәргән байанатида, шималий корейә әлчиси ким һийоң чолниң ташқи ишлар министирлиқиға чақирилғанлиқини вә 30 -сентәбиргичә испанийәни ташлап чиқип кетишкә вақит берилгәнликини ейтти.

алфонсо дастис шималий корейәниң йадро вә башқурулидиған бомба синақлириға алақидар һәм шималий корейәгә, һәм баш әлчисигә қанчилиған қетим агаһландуруш берилгәнликини әскәртип, шундақтинму шималий корейәниң синақни давамлаштурғанлиқини қәйт қилди. 

алфонсо дастис: «хәлқараниң бихәтәрлики вә тинчлиқи үчүн чоң тәһдиткә айлинип қалған шималий корейәниң бу хил пирограммилириға қарши мана шундақ қарар лазим иди» деди.

испанийә һөкүмити алдиниқи һәптиләрдиму балистик башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқи түпәйлидин шималий корейәниң мадридта турушлуқ йәнә бир дипломатийә хадимини чеградин қоғлап чиқарған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر