һамаға қилинған һава һуҗумида кәм дегәндә 50 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи илгири сүрүлди

сүрийәниң һама вилайитиниң шәрқигә қилинған түнүгүн кечидики һава һуҗумида, көп санлиқи балилар вә айаллар болуп кәм дегәндә 50 адәм һайатидин айрилди.

795045
һамаға қилинған һава һуҗумида кәм дегәндә 50 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: қайси дөләткә тәвә икәнлики һазирғичә ениқ болмиған айропиланлар, түнүгүн кечә һаманиң шәрқигә җайлашқан даеш террорлуқ тәшкилатиниң контроллуқи астидики рувәйда вә мустәриһа йезилириға чачма бомба ишлитип һуҗум қилди.

мәһәллий мәнбәләр, районда теббий җәһәттә мудахилә қилиш имканийити болмиғанлиқи үчүн, йаридарларни давалашниң мумкин болмиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر