бейҗиң америкиниң районға алақидар сийасәтлирини әйиблиди

хитай мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң муавин башлиқи генерал фән чаңлоң, америкиниң районға қаратқан сийасәтлирини әйиблиди.

791898
бейҗиң америкиниң районға алақидар сийасәтлирини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң муавин башлиқи генерал фән чаңлоң, америкиниң тәйвән, җәнубий хитай деңизи, терминал йуқири һава бошлуқи мудапиә системиси дегәндәк мәсилиләрдики натоғра һәрикәтлириниң икки дөләт мунасивәтлиригә сәлбий тәсир көрсәткәнликини ейтти.

хитай мудапиә министирлиқиниң бу һәқтики йазма байанатиға асасланғанда, муавин башлиқ генерал фән чаңлоң, америка армийәси баш иштаб башлиқи җосеф дунфорд билән пайтәхт бейҗиңда көрүшкәндә, вашингтон даирилириниң тәйвән, җәнубий хитай деңизи вә терминал йуқири һава бошлуқи мудапиә системисиниң хитайниң әтрапиға қурулуши дегәндәк мәсилиләрдики натоғра һәрикәтлириниң икки дөләт вә армийәләр арисидики һәмкарлиқ вә өзара ишәнчкә сәлбий тәсир көрсәткәнликини ейтқан.

шималий корейәниң йадро қораллиридин халийлаштурулуши мәсилисидә һәрбий чариләрниң бир таллаш болалмайдиғанлиқини илгири сүргән фән чаңлоң, дийалог вә музакириниң бирдинбир үнүмлүк чарә икәнликини билдүрди. у, тәрәпләрниң пәскойға чүшүрүлүши, тинчлиқ вә муқимлиқниң муһапизәт қилиниши вә йерим аралниң йадро қораллиридин халийлаштурулуши қатарлиқ мәсилиләрдә америка қошма иштатлири билән һәмкарлишип хизмәт қилишни үмид қилидиғанлиқлирини ипадилиди.

у йәнә, хитайниң сәзгүр мәсилилириниң һәл қилиниши, охшимаслиқларниң музакирә қилиниши вә техиму күчлүк һәмкарлиқ имканийәтлирини йаритиш үчүн америка билән бирликтә һәрикәт қилишни халайдиғанлиқини қәйт қилди.

америка армийәси баш иштаб башлиқи дунфордму, хитай билән америка арисидики мунасивәтләрни гүлләндүрүш вә һәмкарлиқни чоңқурлаштурушниң икки дөләтниң ортақ арзуси икәнликигә ишарәт қилған һалда, икки дөләт рәһбәрлирини пикир бирлики арқисида, вашингтон даирилириниң бейҗиң даирилири билән йеқин алақә шундақла һәмкарлиқ механизмлирини орнитишни вә қаналлирини ечишни халайдиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر