һамбург шәһиригә пүтүн дунйадин намайишчилар топланди

доналд трамниң аптомобилиниңму намайиш сәвәбидин йол өзгәртишкә мәҗбур болғанлиқи вә йиғин өткүзүлидиған җайға кечиккән һалда йетип барғанлиқи уқтурулди.

766750
һамбург шәһиригә пүтүн дунйадин намайишчилар топланди

түркийә авази радийоси хәвири: г 20 дөләтләр гуруһи алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғини үчүн германийәниң һамбург шәһиригә дунйа рәһбәрлирила әмәс, бәлки пүтүн дунйадин намайишчиларму топлинишқа башлиди.

г 20 гә әза дөләтләрниң сийасәтлиригә қарши намайиш өткүзүш үчүн кәлгән гуруппилар билән сақчилар оттурисида кичә – күндүз тохтимай тоқунуш йүз бәрмәктә.

туқунуш җәрйанида асаслиқ көп қисми сақчилардин тәркип тапқан 100 дин артуқ киши йаридар болди. нурғунлиған аптомобилларға от қойуп берилди.

намайишчилар шәһәр мәркизигә вә порт райониға киришни тәләп қилиши билән тәң җиддийчилик әвҗигә чиқти. германийә сақчилири намайишчиларға қаттиқ мудахилә қилди.

германийә мәтбуатлири намайишчиларниң америка пирезиденти доналд трамп йиғинға қатнишиш үчүн ишлитидиған йол үстидә қопмай олтурувелиш намайиши башилғанлиқини бирақ сақчиларниң бу намайишқа рухсәт қилмиғанлиқини елан қилди.

 хәвәрләрдә йәнә, доналд трамниң аптомобилиниңму намайиш сәвәбидин йол өзгәртишкә мәҗбур болғанлиқи вә кечиккән һалда йиғин өткүзүлидиған җайға йетип барғанлиқи уқтурулди.

германийә иқтисад министири шәһәрдә йүз бериватқан зораванлиқ вәқәлири сәвәбидин бәзи пирограммилирини әмәлдин қалдурушқа мәҗбур болди.

г 20 дөләтләр гуруһи алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғиниға саһибханлиқ қиливатқан һамбург шәһиридә, әтә (8 – ийулда) әң чоң намайиш өткүзлидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر