даеш 100 миңдин артуқ пуқрани җанлиқ қалқан қиливалди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комитетиниң ирақ вәкили бруно геддо мусулда террорлуқ тәшкилати даешниң 100 миңдин артуқ пуқрани җанлиқ қалқан қиливалғанлиқини ейтти.

754612
даеш 100 миңдин артуқ пуқрани җанлиқ қалқан қиливалди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики иш беҗириш орнида өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, террорлуқ тәшкилати даеш мәнсуплириниң өзлирини қоғдаш үчүн 100 миңдин артуқ пуқрани шәһәрниң ғәрбидики «қәдимий кәнт» кә елип кәткәнликини әскәрткән геддо, бу пуқраларниң җанлиқ қалқан сүпитидә ишлитилгәнликини, шуңа мусулдики инсанларниң әһвалиниң толиму хәвплик икәнликини ейтти.

пуқраларниң тутуп турулуватқан җайда тоқунушларниң оттурисида вә қаттиқ қорқунч ичидә қалғанлиқини әскәрткән геддо, районда йемәк – ичмәкниң түгәп кәткинликини, пуқраларға су вә ток берилмигәнликини әскәртиш билән бир вақитта, террорлуқ тәшкилати даешқа мәнсуп мәргәнләрниң қечишқа урунған пуқраларни өлтүридиғанлиқини, бир амалини қилип қечип кетәлигәнләрниңму роһий зәрбигә учраватқанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر