җамә қурулушиға рухсәт қилмиған базарлиқ һөкүмәт төләм төлиди

америкиниң нийу җерсий иштатида җамә лайиһәсини рәт қилған бернардс базарлиқ һөкүмити, қилиниватқан әрзләргә қарита келишиш йолини тутуп, әрздар мусулманлар тәшкилатиға 3.25 милйон доллар төләм төләшни қобул қилди.

742963
җамә қурулушиға рухсәт қилмиған базарлиқ һөкүмәт төләм төлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америкиниң нийу җерсий иштатида, «баскиң риҗ исламий җәмийити» намлиқ бир тәшкилат бундин төт йил бурун, бернардс базирида җамә селиш үчүн қурулуш пиланида «ибадәт орни» дәп тизимға елинған йәрни сетивалған. базарлиқ һөкүмәт буниңға һәр хил сәвәбләрни көрситип, җамә селинишиға рухсәт қилмиған.

баскиң риҗ исламий җәмийити 2016-йили апрел ейида айримичилиқ қилинғанни илгири сүрүп, базарлиқ һөкүмәт үстидин федератсийә сот мәһкимисигә әрз сунған. базарлиқ һөкүмәт 2016-йили нойабир ейида әдлийә министирлиқиниң өзигә қарши ачқан дәваниң тәсиридә мурәссәлишиш йолини талливалған. базарлиқ һөкүмәт һәр икки әрзниң қайтурувелиниши бәдилигә баскиң риҗ исламий җәмийитигә 3.25 милйон доллар төләм төләшни қобул қилған.

нәтиҗидә, нийу җерсий баш тәптиш вәкили байанат елан қилип, базарлиқ һөкүмәтниң җамә лайиһәсини рәт қилиш билән мусулманларға айримичилиқ қилғанлиқини, келишиш арқилиқ бу хаталиқниң түзитилгәнликини билдүрди.

келишимниң башқа җайлардики охшаш мәсилигә дуч кәлгән исламий тәшкилатлар үчүн үлгә болидиғанлиқи қәйт қилинмақта.

нийу җерсийниң башқа районлири билән мишиган вә вирҗинийә иштатлирида җамә қурулуши үчүн рухсәт алалмиған исламий җәмийәтләр бар икәнлики билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر