хитай ит гөши фестивалини вақитлиқ мәний қилди

хитайдики «ит гөши фестивали»да оғириланған йаки игә –чақисиз қалған итларниң сода мәнпәәтни көзлигән кишиләр тәрипидин сетилип, вәһшийләрчә қәтлиам қилинидиғанлиқи мәлум.

738199
хитай ит гөши фестивалини вақитлиқ мәний қилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң йүлин шәһиридә миңлиған итниң вәһшийләрчә қәтлиам қилинишиға сәвәб болуп келиватқан «ит гөши фестивали»ниң вақитлиқ мәни қилинғанлиқи хәвәр қилинди.

бу қарар даирисидә, базар вә ресторантларда һәмдә кочиларда ит гөши сетиш чәкләнди. чәклимигә риайә қилмиған орун йаки шәхсләргә 15 миң доллар җәриманә қойулидиғанлиқи вә бу чәклиминиң 15–ийундин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлинидиғанлиқи билдүрүлди.

«Duo Duo» һайванларни қоғдаш лайиһәси башқурғучиси андирейа гуң бу мәсилә һәққидә елан қилған байанатида: «гәрчә бу вақитлиқ чәклимә болсиму, буниң ит гөши тиҗаритини йоқитишқа нисбәтән чоң тәсир пәйда қилишини арзу қилимиз» деди.

хитайда 2010 - йили башланған «йүлин ит гөши фестивали» да нәччә он миңлиған ит–мүшүкләрниң вәһшийләрчә қәтлиам қилинидиғанлиқи вә гөшлири йейилидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.

оғириланған йаки игә–чақисиз қалған итларниң сода мәнпәәтни көзлигән кишиләр тәрипидин сетилип, вәһшийләрчә қәтлиам қилинидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر