америка-шималий корейә мунасивити барғанчә кәскинләшмәктә

америка қошма иштатлири корейә деңизиға авиаматка әвәтишидин кейин вашингитон-пийоңйаң мунасивити техиму кәскинлишип кәтти.

710417
америка-шималий корейә мунасивити барғанчә кәскинләшмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң карл винсон авиаматка вәзипә өтәш қисмини корейә деңизиға әвәтишидин кейин вашингитон-пийоңйаң мунасивити техиму кәскинлишип кәтти.

һәр икки дөләт бир-бирилирини әйибләп байанат беришни давамлаштурмақта.

америка пирезиденти доналд трамп Twitter адресида учур тарқитип шималий корйеәни әйибләп мундақ деди: «шималий корейә балайи-апәт издәватиду, хитай бизгә йардәм қилса қалтис иш болған болатти, йардәм қилмиған тәқдирдиму биз өз алдимизға бу ишни һәл қилимиз. »

шималий корейә болса өзини «күчлүк қораллар билән»қоғдашқа вә урушқа тәййар икәнликини җакарлиди.

районниң вәзийити кәскинләшкәндин кейин хитайму шималий корейә чеграсиға әскәр әвәтти.

русийәму районниң вәзийитини йеқиндин көзәтмәктә.

русийә ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә байанат елан қилип, америкиниң шималий корейәгә қарши өз алдиға һәрикәт қилишидин әнсирәйдиғанлиқлирини билдүрди.

җәнубий корейә һакимийитиму америкиниң шималий корейәгә қарши йалғуз һәрикәт қилишидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрүп, бу ишта һәммидин бурун җәнубий корейә хәлқиниң бихәтәрликиниң нәзәргә елиниши лазимлиқини алаһидә әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر