өктичиләр: нишанимиз чәт әллик милитанлардин қутулған сүрийә ... қуруштур

шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә өткүзүлүватқан сүрийә тинчлиқ учришишлири, б д т (бирләшкән дөләтләр тәшкилати) һәйитиниң, өктичиләр вә бәшшар әсәд һакимийити һәйәтлири билән вақитлиқ һөкүмәт қуруш музакирәлиригә мәркәзләшкән һалда давамлашмақта.

700634
өктичиләр: нишанимиз чәт әллик милитанлардин қутулған сүрийә ... қуруштур

түркийә авази радийоси хәвири: җәнвәдә өткүзүлүватқан сүрийә тинчлиқ сөһбитиниң 5-күнидики тәрәпләр билән болған учришишлириға, б д т сүрийә алаһидә вәкили стифан демистураниң ийорданийәдә өткүзүлгән әрәб дөләтлири йиғиниға қатнишиши сәвәбидин йардәмчиси рәмзи иззәтин рәмзи рийасәтчилик қилди.

учришишлардин кейин, бәшшар әсәд һакимийити һәйитиниң башлиқи бәшшар җафәри һечқандақ байанат елан қилмиди.  өктичиләр һәйитиниң башлиқи насир әлһарири ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

һарири бәшшар әсәд һакимийитиниң 2016-йили 31-декабир йолға қойулған уруш тохтитиштин буйан 275 айал вә йүзләрчә кичик бала болуп, әң аз дегәндә 2 миң адәмниң җениға замин болғанлиқини ейтти. у б д т һәйити билән өткүзгән учришишлирида йетип келингән нуқта үстидә тохтилип, сийасий вақитлиқ һөкүмәт вә бу мусапини бәлгиләйдиған асасий қанун тәртиплиригә мунасивәтлик тунҗи қетим илгириләш һасил қилинғанлиқини әскәртти.

у өзлириниң нишани тоғрисида: «сүрийәни қоршав вә ачарчилиқтин қутулған сүрийә, иран милитанлири вә башқа чәт әллик милитанлардин қутулған сүрийә, хәлқиниң қайтип келәлиши үчүн бихәтәр сүрийә қуруп чиқиштин ибарәт. булар бизниң нишанимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر