трампниң мәслиһәтчиси: түркийәниң тәҗрибилиридин пайдилинишимиз лазим

америка пирезиденти трампниң сайлам сәпәрвәрлики мәзгилидики миллий бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җозеф шмит сүрийәдә бихәтәр район бәрпа қилиш мәсилисидә түркийәниң тәҗрибилиридин пайдилиниш лазимлиқини ейтти.

683940
трампниң мәслиһәтчиси: түркийәниң тәҗрибилиридин пайдилинишимиз лазим
thomas mcinerney.jpg
burak kuntay.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: баһчәшәһир университети билән мәркизи вашингтондики йәр шари характерлик сийасәтләр иниститути тәрипидин вашингтонда илмий муһакимә йиғини чақирилди.

шмит сийасийонлар, академиклар, һәрбийләр вә көп санда мәшһур шәхсләр иштирак қилған йиғинда қилған сөзидә, «ишинимәнки, трамп һөкүмити түркийәни өз ичигә алған райондики иттипақдашлири билән ортақ бир мәнпәәт үстидә бирдәклик һасил қилиду. түркийә көчмәнләр киризисигә дуч кәлмәктә. түркийә районида бихәтәр район мәсилисидә тәҗрибә – савақларға игә. мениңчә әнқәрә бу һәқтә вашингтонға мәлумат бериши лазим. әгәр шундақ қилған тәқдирдә, трамп һөкүмити буниңдин йахши пайдилиналайду» деди.

илмий муһакимә йиғининиң ортақ нуқтиси бихәтәр районларни бәрпа қилишниң наһайти зөрүрлүки мәсилиси иди. түркийә узун йиллардин буйан сүрийәдә бихәтәр районларни бәрпа қилиш тоғрулуқ ғәрб әллиригә чақириқта болуп келивататти.

йеқинқи йилларда сүрийә киризиси сәвәбидин террорлуқ һуҗумлириға учраватқан түркийә бу мәсилини һәм өзиниң бихәтәрликини қоғдаш һәм сүрийәликләрниң техиму бихәтәр һәм һузур ичидә йашишишини капаләткә игә қилиш мәқситидә күнтәртипкә елип келивататти, һазирму шундақ, әлвәттә.

илмий муһакимә йиғиниға иштирак қилған америка һава армийәсиниң пинсийунер генераллиридин томас макенери бихәтәр районларни бәрпа қилишниң наһайти муһимлиқини тәкитлиди.

баһчәшәһир университетиниң америка ишлири тәтқиқат мәркизиниң мәсули, қошумчә йәр шари характерлик сийасәтләр иниститути мутәхәссиси бурақ қунтай, бихәтәр райондин нишанниң һәм инсаний киризискә тақабил туруш һәм бихәтәрликни қоғдаш икәнликини, бу һәқтә пүткүл дунйаниң түркийәниң миллий бихәтәрликини қоғдаш һоқуқини чүшиниши вә һөрмәт қилиши лазимлиқини әскәрткән һалда мундақ деди: «түркийәгә бомбилар вә террористлар киришкә башлиғандин кейин әнқәрәму тәбиий  рәвиштә өзини қоғдашқа мәҗбур болди. буниңдин башқа йәнә, сүрийәдә һәр күни инсанлар өлмәктә. қуруқ гәпләр билән бу инсанларни қутқузувалғили болмайду. шуңа сүрийәдә бихәтәр район бәрпа қилишқа мәҗбурмиз. бихәтәр район мунбичниму өз ичигә елиши шәрт.»

америка һөкүмитиниң террорлуқ тәшкилати даешни йеңиш үчүн башқа бир террорлуқ тәшкилати й п г ни ишлитиватқанлиқини қәйт қилған қунтай, «бир террорлуқ тәшкилатини йәнә бир террорлуқ тәшкилати билән йеңәлмәйсиз, әгәр шундақ қилимән десиңиз, районда террорға һечқачан тақабил туралмайсиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر