әлбаб наһийәси даештин толуқ тазиланди

түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәси әлбаба наһийәсиниң контроллуқини террорлуқ тәшкилати даештин тәлтөкүс тартип алди.

678907
әлбаб наһийәси даештин толуқ тазиланди

 

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәсиниң йаридими билән илгириләватқан әркин сүрийә армийәси сүрийәниң шималидики әлбаб наһийәси мәркизиниң контроллуқини толуқ тартип алди. 

наһийә мәркизини террорлуқ тәшкилати даештин толуқ тартип алғандин кейин, террорчилар тәрипидин алдин орунлаштурулған мина вә йәрлик усулда йасивелинған партлатқучларниму тазилиди.

әлбаб һәрикитидә орун алған әркин сүрийә армийәси қоманданлиридин әһмәд әлшаһаби «наһийә мәркизиниң контироллуқи һазир қозғилаңчиларниң қолиға өтти, алдин орунлаштурулған мина вә партлатқучлар сәвәбидин тәмкин бир шәкилдә илгирлимәктимиз» деди. 

түркийә армийәси билән әркин сүрийә армийәси 24 – авғустта башлиған фират қалқини һәрикити даирисидә, әзәз билән җираблус оттурисини террорлуқ тәшкилатлиридин тазилиғандин кейин, декабир ейида әлбабқа йүзләнгән иди. 

фират қалқини һәрикитигә қатнашқан қисимлар әлбаб наһийә мәркизигә тез киришниң орниға террорчиларниң тақабил түрүш күчини пачақлаш үчүн әлбабниң әтрапини қоршап илгириләш йолини таллиған иди. бу арқилиқ һәрикәт җәрйанида пуқраларниң һайатидин айрилишиниң алдини елиш мәқсәт қилинған иди.

фират қалқини һәрикити башлинип, 184 – күнигичә болған җәрйанда, җәмий 1900 кевадрат келометирдин көпрәк район террорлуқ тәшкилатлиридин тазиланди.

фират қалқини һәрикитиниң чоңқурлуқи түркийә чеграсидин сүрийәниң ички қисмиға қарап 35 келометир илгирилигән болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر