гиретсийәдә һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайиш өткүзүлди

гиретсийәниң пайтәхти афенада һөкүмәтниң иқтисадий сийасәтләргә қарши кәң көләмлик намайиш өткүзүлди.

677390
гиретсийәдә һөкүмәткә қарши кәң көләмлик намайиш өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийәниң пайтәхти афенаға йиғилған тәхминән 10миң намайишчи, һөкүмәтниң иқтисадий сийасәтлири вә тәдбир пиланлириға наразилиқ билдүрди.

ишчи, ушшақ тиҗарәтчи вә оқуғучилар болуп нурғун киши парламент җайлашқан синтагма мәйданиға йүрүш қилди.

намайишчилар «қорқушниң һаҗити йоқ, бойун әгмәймиз»дәп шоарлар товлашти.

тәхминән икки саәт давамлашқан намайиш үчүн қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинди.

шәһәр мәркизидики йоллар қатнашқа тосуветилди.

үчинчи қетимлиқ қутқузуш пилани даирисидә ислаһат  пиланлирини көздин кәчүрүш басқучи гиретсийә мәсуллири вә йавро гуруһи оттурисидики ихтилаплар сәвәбидин толуқ ахирлашмиди.

хәлқара қәрз бәргүчиләр қутқузуш пилани бәдилигә гиретсийә һөкүмитидин пинсийә маашлирини қисқартиш, баҗни өстүрүш вә малийә тәдбирлирини өз ичигә алған ислаһатларни елип беришни тәләп қилмақта.

музакириләрдә ихтилап мәсилилиридин бириниң коллектип хизмәт келишимлиригә түзитиш киргүзүш вә ишчи-хизмәтчиләрни иштин чиқириветиш рәсмийәтлирини асанлаштурушни мәзмун қилған хизмәт базири ислаһат мәсилиси икәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر