албанийәдә он миңларчә киши һөкүмәтни истипа беришкә чақирип намайиш өткүзди

албанийәниң пайтәхти тиранда он миңларчә киши һөкүмәттин исипа беришни тәләп қилип намайиш өткүзди.

675501
албанийәдә он миңларчә киши һөкүмәтни истипа беришкә чақирип намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: албанийәниң пайтәхти тиранда он миңларчә киши һөкүмәтниң истипа беришни тәләп қилип намайиш өткүзди.

ғоллуқ өктичи партийә болған демократчилар партийәси тәрипидин уйуштурулған бу қетимқи намайишта, хәлқ бу йил ийундики сайламларниң вақитлиқ һөкүмәтниң назарити астида өткүзүлүшини тәләп қилмақта.

ички ишлар министирлиқи алдиға йиғилған намайишчилар, шоарлар товлишип министирлиқ бинаси алдида чедирлар қурушти.

иқтисадниң начарлишип бериватқанлиқини илгири сүргән намайишчилар, сайламғичә қурулидиған вақитлиқ һөкүмәттин иқтисадни тәрәққий қилдурушқа әһмийәт беришни вә албанийәдә адил сайлам өткүзүлүшкә күч чиқиришни тәләп қилди.

баш министир әди рама иҗтимаий таратқуларда учур тарқитип, хәлқниң вә өктичи партийәләрниң наразилиқлирини вә тәнқидлирини нәзәргә алидиғанлиқлирини, шундақла иқтисадни гүлләндүрүшкә әһмийәт беридиғанлиқлирини алаһидә әскәртип өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر