трамп таратқуларниң риаллиқни әмәс өзлириниң хаһишини әкс әттүридиғанлиқлирини билдүрди

америка пирезиденти доналд трамп америкидики таратқуларниң риаллиқни әмәс өзлириниң хаһишини җәмийәткә таңидиғанлиқлирини билдүрди.

675351
трамп таратқуларниң риаллиқни әмәс өзлириниң хаһишини әкс әттүридиғанлиқлирини билдүрди

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп бу йил 20-йанварда пирезидентлиқ вәзиписини тапшуруп алғандин кейин, тунҗи йиғилишни филорида иштатиниң мелборн шәһиридә өткүзди.

рәпиқиси меланийа трамп билән бирликтә қатнашқан йиғилишта 9,10миң адәмгә хитап қилған трамп, һәм 1 айлиқ иқтисадий паалийәтлирини байан қилип өтти һәмдә пирезидент болғандин кейин оттурисида мәсилә келип чиққан бәзи таратқуларни намини тилға алмай туруп тәнқид қилди.

«таратқулар  мәсилиниң бир қисмиға айлинип кетиш билән биргә, чирикләшкән системиниң бир қисми һесаблиниду»дегән доналд трамп, америкиниң «бәрпа қилғучи атилириниң»му өз вақтида таратқулар билән күрәш қилғанлиқлирини вә һәқиқәтниң хәвәрләрдә байан қилинғандин пәрқлиқ икәнликини қәйт қилди.

таратқуларниң қолида дәлил болмай туруп өз һакимийити тоғрулуқ нурғун йалған хәвәрләрни елан қилип келиватқанлиқлирини илгири сүргән доналд трамп мундақ деди: «таратқулар инсанларға йалғанларни йәткүзгәндә, мәнму қарап турмаймән.»

«таратқуларниң күнтәртипиниң айрим икәнликини» вә «бу күнтәртипләрниң америка хәлқиниң һәққий күнтәртипини әкс әттүрмәйдиғанлиқини»алаһидә әскәрткән доналд трамп, сайлам сәпәрвәрлик паалийити җәрйанида риқабәткә киргән күндин башлап таратқуларниң өзини мәғлуп қилалмиғанлиқини вә ахирида хәлқниң авази билән пирезидент болғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر