париж кочилири намайишларға сәһнә болди

фирансийәниң пайтәхти парижда сақчиларниң зораванлиқ қилмишлири тоғрулуқ пәйда болған қарашлар сәвәбидин намайиш келип чиқти.

675503
париж кочилири намайишларға сәһнә болди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдә сақчиларниң бир қара тәнлик йашқа басқунчилиқ қилип зораванлиқ қилғанлиқлири тоғрулуқ пәйда болған қарашлардин кейин башлиған намайишлар давамлашмақта.

уйушма вә ирқчилиққа қарши туруп келиватқан аммиви тәшкилатларниң чақирқи билән парижниң репулблик мәйданида намайиш өткүзүлди.

сақчилар билән намайишчилар оттурисида сүркилиш йүз бәрди.

намайишчилар ичидә бир түркүм кишиниң сақчилар қойған тосақларни сөкүп еливетишлиридин кейин тоқунуш йүз бәрди.

намайишчилар сақчиларға партлатқуч маддилири атқан болса, сақчиларму бәзи намайишчиларни йәрләрдә сөрәп йүргәндин кейин назарәт астиға елишти.

намайишчилар кочиларға тарқилип кәткән болсиму, сүркилишләр мәйдан әтрапидики кочиларда йүз бәрди.

җәмийәттә тео исми билән тонулған йашқа зораванлиқ қилинғанлиқи тоғрорлуқ пәйда болған қарашлар сәвәблик хизмәттин тохтитилған 4 сақчи арисидин бирсиниң «җинсий таҗавузчилиқ, башқиларға қәстән зорванлиқ қилиш билән әйиблинип  тәкшүрүливатқанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر