трамп: америклиқларға қолимиздин келишичә хизмәт имканийити йаритип беримиз

америка пирезиденти трамп америкилиқларға хизмәт имканийити йаритип бериш үчүн қоллиридин келишичә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлирини ейтти.

675150
трамп: америклиқларға қолимиздин келишичә хизмәт имканийити йаритип беримиз

түркийә авази радийоси хәвири: трамп боиң ширкитиниң «787 Dreamliner » йеңи айропиланини тонуштуруш үчүн ширкәтниң җәнубий каролайна иштатидики муәссәсәсини зийарәт қилғанда қилған сөзидә, «йеңи айропилан мислисиз сәнәт әсири һесаблиниду. америкида америкилиқлар ишләпчиқарған мәһсулатларниң истемал қилинишини халаймиз. бизниң шоаримиз: америкида ишләнгән мәһсулатларни сетивал, америкилиқ ишчиларни ишләттур» деди.

у йәнә, америкиниң импорт қилинған мәһсулатларниң орниға йәрлик ишләпчиқиришқа әһмийәт бериши лазимлиқини, өзиниң пирезидентлиққа сайлинишидин кейин америкиға қайтиш қарари алған ширкәтләрниң шундақ қарар қилғанлиқиға толиму сөйинидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر